Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Лавийлар - Лавийлар 22

Лавийлар 22:18-25

Help us?
Click on verse(s) to share them!
18Сән Һарун билән униң оғуллири вә Исраилларниң һәммисигә мундақ дегин: — Әгәр Исраил җәмәтидин бири вә яки Исраил зиминида туруватқан мусапирларниң бири өз қәсәмлиригә бағлиқ қурбанлиқ яки ихтиярий қурбанлиқни сунуп, Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә қурбанлиқ қилмақчи болса,
19ундақта у қобул қилиниши үчүн беҗирим әркәк кала, қой яки өшкиләрдин кәлтүрүңлар.
20Әйиви болмиған бир җаниварни сунушуңлар керәк; чүнки шундақ болғини силәр үчүн қобул қилинмас.
21Бириси калилардин яки ушшақ малдин өз қәсәмлиригә бағлиқ қурбанлиқ яки ихтиярий қурбанлиқни сунуп, Пәрвәрдигарға атап енақлиқ қурбанлиғи қилмақчи болса, сунулған һайван қобул қилиниши үчүн беҗирим болуши керәк; униң һеч қандақ әйиви болмисун.
22Кор яки ақсақ-чолақ, чонақ яки яриси йириңдап кәткән, тәмрәткә басқан яки қотур-чақа бесип қалған һайванлар болса — буларни Пәрвәрдигарға атап сунсаңлар яки буларни Пәрвәрдигарға атап қурбанлиқ сүпитидә қурбангаһта отта көйдүрсәңлар болмайду.
23Топақ яки қойниң мәлум җүп әзасидин бири узунрақ я қисқа болса, мундақларни ихтиярий қурбанлиқ сүпитидә өткүзсәң болиду, лекин қәсәмгә бағлиқ болса қурбанлиқ үчүн қобул қилинмас.
24Уруқдини зәхмиләнгән, езилип кәткән, йерилған яки пичилған һайванни Пәрвәрдигарға атап қурбанлиқ қилмаңлар. Мундақ ишни өз зиминиңлардиму һәргиз қилмаңлар.
25Худайиңларниң нени сүпитидә яқа жутлуқ кишиниң қолидин шундақ һайванлардин һеч қайсисини елип сунмаңлар; чүнки улар мәйип болғачқа, силәр үчүн қобул қилинмайду.

Read Лавийлар 22Лавийлар 22
Compare Лавийлар 22:18-25Лавийлар 22:18-25