Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Лавийлар - Лавийлар 20

Лавийлар 20:7-14

Help us?
Click on verse(s) to share them!
7Шуңа өзүңларни пак қилип муқәддәс болуңлар, чүнки Мән Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
8Қанун-бәлгүлимилиримни тутуп, уларға әмәл қилиңлар; Мән болсам силәрни муқәддәс қилғучи Пәрвәрдигардурмән.
9Әгәр бирким өз атиси яки анисини қарғиса, уларға өлүм җазаси берилмисә болмайду; чүнки у өз ата-анисини қарғиғини үчүн өз қени өз бешиға чүшкән болиду.
10Әгәр бирким башқисиниң аяли билән зина қилса, йәни өз хошнисиниң аяли билән зина қилса, зина қилған әр билән аял иккиси өлүм җазасини тартмиса болмайду.
11Әгәр бириси атисиниң аяли билән ятса, өз атисиниң әвритигә тәккән болиду; улар иккиси өлүм җазасини тартмиса болмайду; уларниң қени өз бешиға чүшкән болиду.  
12Бириси өз келини билән ятса, иккиси ипласлиқ қилғини үчүн өлүм җазасини тартмиса болмайду; уларниң қени өз бешиға чүшкән болиду.
13Бириси аял киши билән ятқандәк әр киши билән ятса иккиси жиркиничлик иш қилған болиду; уларға өлүм җазаси берилмисә болмайду. Өз қени өз бешиға чүшкән болиду.
14Әгәр бириси қизи билән анисини қошуп хотунлуққа алса пәсәндилик қилған болиду. Әр билән икки аял отта көйдүрүлсун. Шуниң билән араңларда һеч пәсәндилик иш болмайду.  

Read Лавийлар 20Лавийлар 20
Compare Лавийлар 20:7-14Лавийлар 20:7-14