Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Лавийлар - Лавийлар 18

Лавийлар 18:15-20

Help us?
Click on verse(s) to share them!
15Сән келиниңниң әвритигә тәгмә; у сениң оғлуңниң аяли болғачқа, униң әвритигә тәгсәң болмайду.
16Сән ака-инилириңниң аялиниң әвритигә тәгмә; чүнки бу өз ака-инилириңниң әвритигә тәккәндәк болиду.
17Сән бир аялға вә шуниң билән биргә униң қизиниң әвритигә тәгмә; шундақла униң оғлиниң қизи вә қизиниң қизиниму хотунлуққа елип әвритигә тәгмә. Улар бир-биригә йеқин туққан болғачқа, мундақ иш пәсәндиликтур.
18Сән аялиң һаят вақтида, униң ача-сиңлисини хотунлуққа елип әвритигә тәгмә. Ундақ қилсаң хотунуңға күндәшлик азавини кәлтүрисән.
19Сән бир аялниң адәт көрүп напак турған вақтида йеқинлиқ қилип әвритигә тәгмә.  
20Сән өз хошнаңниң аяли билән зина қилип өзүңни униң билән напак қилма.

Read Лавийлар 18Лавийлар 18
Compare Лавийлар 18:15-20Лавийлар 18:15-20