Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәшуа - Йәшуа 6

Йәшуа 6:4-21

Help us?
Click on verse(s) to share them!
4Шундақ болидуки, улар қочқар бурғилири билән созуп бир аваз чиқарғинида, барлиқ кишиләр бурғиниң авазини аңлап, қаттиқ тәнтәнә қилип товлисун; буниң билән шәһәрниң сепиллири тегидин өрүлүп чүшиду, һәр бир адәм алдиға қарап етилип кириду, — деди.
5Шуниң билән Нунниң оғли Йәшуа каһинларни чақирип уларға: — Силәр әһдә сандуғини көтирип меңиңлар; йәттә каһин Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң алдида йәттә қочқар бурғисини көтирип маңсун, деди
6У хәлиққә: — Чиқип шәһәрни айлиниңлар; қураллиқ ләшкәрләр Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң алдида маңсун, деди.
7Йәшуа буни хәлиққә буйруғандин кейин, Пәрвәрдигарниң алдида йәттә қочқар бурғисини көтәргән йәттә каһин алдиға меңип бурғиларни чалди; Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи болса уларниң кәйнидин елип меңилди.
8Қураллиқ ләшкәрләр бурға челиватқан каһинларниң алдида маңди; әһдә сандуғиниң арқидин қоғдиғучи қошун әгишип маңди. Каһинлар маңғач бурға чалатти.
9Йәшуа хәлиққә буйруп: — Мән силәргә: «Товлаңлар» демигичә нә товлимаңлар, нә авазиңларни чиқармаңлар, нә ағзиңлардин һеч бир сөзму чиқмисун; лекин силәргә «Товлаңлар» дегән күнидә, шу чағда товлаңлар, — дегән еди.
10Шу тәриқидә улар Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини көтирип шәһәрни бир айланди. Халайиқ чедиргаһқа қайтип келип, чедиргаһда қонди.
11Әтиси Йәшуа таң сәһәрдә қопти, каһинларму Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини йәнә көтәрди;
12Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң алдида йәттә қочқар бурғисини көтәргән йәттә каһин алдиға меңип тохтимай челип маңатти; каһинлар маңғач бурға чалғанда, қураллиқ ләшкәрләр уларниң алдида маңди, арқидин қоғдиғучи қошун әгишип маңди.
13Иккинчи күниму улар шәһәрниң әтрапини бир қетим айлинип, йәнә чедиргаһқа йенип кәлди. Улар алтә күнгичә шундақ қилип турди.
14Йәттинчи күни улар таң сәһәрдә қопуп, охшаш һаләттә йәттә қетим шәһәрниң әтрапини айланди; пәқәт шу күнила улар шәһәрниң әтрапини йәттә қетим айланди.
15Йәттинчи қетим айлинип болуп, каһинлар бурға чалғанда Йәшуа хәлиққә: — Әнди товлаңлар! Чүнки Пәрвәрдигар шәһәрни силәргә тапшуруп бәрди!
16Лекин шәһәр вә униң ичидики барлиқ нәрсиләр Пәрвәрдигарға мутләқ аталғанлиғи үчүн силәргә «һарам»дур; пәқәт паһишә аял Раһаб билән униң пүтүн өйидикиләрла аман қалсун; чүнки у биз әвәткән әлчилиримизни йошуруп қойған еди.
17Лекин силәр қандақла болмисун «һарам» дәп бекитилгән нәрсиләрдин өзүңларни тартиңлар; болмиса, «һарам» қилинған нәрсиләрдин елишиңлар билән өзүңларни һарам қилип, Исраилниң чедиргаһиниму һарам қилип униң үстигә апәт чүшүрисиләр.
18Амма барлиқ алтун-күмүч, мис вә төмүрдин болған нәрсиләр болса Пәрвәрдигарға муқәддәс қилинсун; улар Пәрвәрдигарниң ғәзнисигә киргүзулсун, — деди.
19Шуниң билән хәлиқ товлишип, каһинлар бурға чалди. Шундақ болдики, хәлиқ бурға авазини аңлиғинида интайин қаттиқ товливиди, сепил тегидин өрүлүп чүшти; хәлиқ униң үстидин өтүп, һәр бири өз алдиға атлинип кирип, шәһәрни ишғал қилди.
20Улар әр-аял болсун, қери-яш болсун, қой-кала вә ешәкләр болсун шәһәр ичидики һәммини қиличлап йоқатти.
21Йәшуа у зиминни чарлап кәлгән икки адәмгә: — Силәр у паһишә хотунниң өйигә кирип, униңға бәргән қәсимиңлар бойичә уни вә униңға тәвә болғанларниң һәммисини елип чиқиңлар, деди.

Read Йәшуа 6Йәшуа 6
Compare Йәшуа 6:4-21Йәшуа 6:4-21