Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәшуа - Йәшуа 22

Йәшуа 22:26-33

Help us?
Click on verse(s) to share them!
26Шуңа биз: «Қопуп бир қурбангаһ ясайли; лекин бу көйдүрмә қурбанлиқлар үчүнму әмәс, башқа хил қурбанлиқлар үчүнму әмәс,
27бәлки кәлгүсидә Пәрвәрдигарниң алдида көйдүрмә қурбанлиқлиримиз билән башқа хил қурбанлиқлиримиз вә енақлиқ қурбанлиқлиримиз билән униң ибадитидә болушимиз үчүн, силәр вә бизниң оттуримизда, шундақла кейинки дәвирлиримиздә бир әсләтмә гувалиқ болсун үчүн уни ясидуқ; балилириңларниң кәлгүсидә балилиримизға «Пәрвәрдигардин һеч қандақ несивәңлар йоқ» демәслиги үчүн шундақ қилдуқ.
28Әгәр улар кәлгүсидә биз билән әвлатлиримизға шундақ десә, биз җавап берип: «Мана, көйдүрмә қурбанлиқ сунуш үчүн яки башқа хил қурбанлиқларни сунуш үчүн ясалған әмәс, бәлки силәр билән бизниң оттуримизда бир гувалиқ болсун дәп ясалған, бу Пәрвәрдигарниң ата-бовилиримиз ясиған қурбангаһиниң әндизисидур!» дейәләймиз.
29Пәрвәрдигарға асийлиқ қилип, Пәрвәрдигарға әгишиштин йенип, Пәрвәрдигар Худайимизниң чедириниң алдида турған қурбангаһтин башқа иккинчи бир қурбангаһни ясап, униң үстидә көйдүрмә қурбанлиқ, ашлиқ һәдийәләр вә башқа хил қурбанлиқларни өткүзүш нийити биздин нери болғай!».
30Каһин Финиһас вә униң билән биллә кәлгән җамаәт әмирлири, йәни миңлиған Исраилларниң каттивашлири Рубәнләр, Гадлар вә Манассәһләрниң ейтқан сөзлирини аңлиғанда улар шуниңдин хуш болди.
31Әлиазарниң оғли каһин Финиһас Рубәнләр, Гадлар вә Манассәһләргә: — Силәр Пәрвәрдигарға бу итаәтсизликни қилмиғиниңлар үчүн Пәрвәрдигарниң оттуримизда туруватқанлиғини әнди билдуқ; силәр бу иш билән Исраилларни Пәрвәрдигарниң қолидин қутқуздуңлар, деди.
32Андин Әлиазар каһинниң оғли Финиһас билән әмирләр Рубәнләр вә Гадларниң йенидин, Гилеад зиминидин чиқип Қанаан зиминиға Исраилларниң йениға йенип келип бу хәвәрни уларға дәп бәрди.
33Бу иш Исраилларниң нәзиридә яхши көрүнди; Исраиллар Худаға һәмдусана ейтип, Рубәнләр билән Гадларға һуҗум қилип, улар билән урушуп уларниң туруватқан зиминини вәйран қилайли, дегән гәпни иккинчи тилға алмиди.

Read Йәшуа 22Йәшуа 22
Compare Йәшуа 22:26-33Йәшуа 22:26-33