Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәшуа - Йәшуа 15

Йәшуа 15:14-59

Help us?
Click on verse(s) to share them!
14Каләб шу йәрдин Шешай, Аһиман вә Талмай дегән үч Анакийни қоғливәтти; улар үчи Анакниң әвлади еди.
15Андин шу йәрдин чиқип, Дәбирдә туруватқанларға һуҗум қилди (илгири Дәбирниң нами Кириат-Сәфәр еди).
16Каләб: — Кимки Кириат-Сәфәргә һуҗум қилип уни алса, униңға қизим Аксаһни хотунлуққа беримән, дегән еди.
17Каләбниң укиси Кеназниң оғли Отнийәл уни ишғал қилди, Каләб униңға қизи Аксаһни хотунлуққа бәрди.
18Шундақ болдики, қиз ятлиқ болуп униң қешиға барар чағда, ерини атисидин бир парчә йәр сорашқа үндиди. Аксаһ ешәктин чүшүшигә Каләб униңдин: — Сениң немә тәливиң бар? — дәп сориди.
19У җавап берип: — Мени алаһидә бир бәрикәтлигәйсән; сән маңа Нәгәвдин қағҗирақ йәр бәргән екәнсән, маңа бир нәччә булақниму бәргәйсән, — деди. Шуни девиди, Каләб униңға үстүн булақлар билән астин булақларни бәрди.
20Төвәндикиләр Йәһуда қәбилисигә уларниң җәмәт-аилилири бойичә тәккән мирас үлүшләрдур: —
21Йәһуда қәбилисиниң әң җәнубиға җайлашқан, Едом чегариси тәрәптики шәһәрләр: — Кабзәәл, Едәр, Ягур,
22Кинаһ, Димонаһ, Ададаһ,
23Кәдәш, Һазор, Йитнан,
24Зиф, Тәләм, Беалот,
25Һазор-һадаттаһ, Кериот-Һәзрон (йәни Һазор),
26Амам, Сема, Моладаһ,
27Һазар-Гаддаһ, Һәшмон, Бәйт-Пәләт,
28Һазар-Шуал, Бәәр-шеба, Бизиотия,
29Баалаһ, Иҗим, Езәм,
30Әлтолад, Кесил, Хормаһ,
31Зиклаг, Мадманнаһ, Сансаннаһ,
32Либаот, Шилһим, Аин вә Риммон қатарлиқлар җәмий жигирмә тоққуз шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди.
33Шәфәлаһ ойманлиғидики шәһәрләр болса Әштаол, Зореаһ, Ашнаһ,
34Заноаһ, Ән-Ганним, Таппуаһ, Әнам,
35Ярмут, Адуллам, Сокоһ, Азикаһ,
36Шаарайим, Адитаим, Гәдәраһ вә Гәдәротаим болуп, җәмий он төрт шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди.
37Булардин башқа йәнә Зинан, Һадашаһ, Мигдал-Гад,
38Дилеан, Мизпаһ, Йоқтәәл,
39Лақиш, Бозкат, Әглон,
40Каббон, Лаһмас, Қитлиш,
41Гәдәрот, Бәйт-Дагон, Наамаһ вә Маккәдаһ болуп, җәмий он алтә шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди.
42Буниңдин башқа йәнә Либнаһ, Етәр, Ашан,
43Йәфтаһ, Ашнаһ, Нәзиб,
44Кеилаһ, Ақзиб вә Марәшаһ болуп, җәмий тоққуз шәһәр вә йәнә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақларму бар еди;
45йәнә Әкрон билән униңға қарашлиқ йеза-кәнтләр,
46шундақла Әкронниң ғәрип тәрипидин тартип Ашдодниң йенидики һәммә шәһәрләр билән уларниң кәнт-қишлақлири қошулуп,
47Ашдод вә униңға қарашлиқ йезилар вә кәнт-қишлақлар, Газа шәһири вә шундақла Мисир еқиниғичә вә Улуқ Деңизниң қирғиқиғичә, униңға қарашлиқ йезилар вә кәнт-қишлақлар бар еди.
48Тағлиқ райондики шәһәрләр: — Шамир, Яттир, Сокоһ,
49Даннаһ, Кириат-Саннаһ (йәни Дәбир),
50Анаб, Әштәмоһ, Аним,
51Гошән, Һолон вә Гилоһ болуп, җәмий он бир шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди.
52Буниңдин башқа йәнә Араб, Думаһ, Ешан,
53Яним, Бәйт-Таппуаһ, Афикаһ,
54Һумтаһ, Кириат-арба (йәни Һеброн) вә Зиор болуп, җәмий тоққуз шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар бар еди.
55Буниңдин башқа йәнә Маон, Кармәл, Зиф, Юттаһ,
56Йизрәәл, Йокдеам, Заноаһ,
57Кайин, Гибеаһ вә Тимнаһ болуп, җәмий он шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар бар еди.
58Буниңдин башқа йәнә Һалһул, Бәйт-Зур, Гәдор,
59Маарат, Бәйт-Анот вә Әлтәкон болуп, җәмий алтә шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар бар еди.

Read Йәшуа 15Йәшуа 15
Compare Йәшуа 15:14-59Йәшуа 15:14-59