Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәшуа - Йәшуа 15

Йәшуа 15:12-33

Help us?
Click on verse(s) to share them!
12Ғәрип тәрипидики чегариси болса деңиз бойлири еди. Йәһудаларниң җәмәт-аилилири бойичә уларға тохтитилған төрт тәрипидики чегара мана шу еди.
13Йәфуннәһниң оғли Каләбгә болса, Пәрвәрдигарниң Йәшуаға бәргән әмри бойичә, униңға Йәһудаларниң арисида бир үлүш, йәни Анакниң атиси Арбаниң шәһири болған Һеброн ата қилинди.
14Каләб шу йәрдин Шешай, Аһиман вә Талмай дегән үч Анакийни қоғливәтти; улар үчи Анакниң әвлади еди.
15Андин шу йәрдин чиқип, Дәбирдә туруватқанларға һуҗум қилди (илгири Дәбирниң нами Кириат-Сәфәр еди).
16Каләб: — Кимки Кириат-Сәфәргә һуҗум қилип уни алса, униңға қизим Аксаһни хотунлуққа беримән, дегән еди.
17Каләбниң укиси Кеназниң оғли Отнийәл уни ишғал қилди, Каләб униңға қизи Аксаһни хотунлуққа бәрди.
18Шундақ болдики, қиз ятлиқ болуп униң қешиға барар чағда, ерини атисидин бир парчә йәр сорашқа үндиди. Аксаһ ешәктин чүшүшигә Каләб униңдин: — Сениң немә тәливиң бар? — дәп сориди.
19У җавап берип: — Мени алаһидә бир бәрикәтлигәйсән; сән маңа Нәгәвдин қағҗирақ йәр бәргән екәнсән, маңа бир нәччә булақниму бәргәйсән, — деди. Шуни девиди, Каләб униңға үстүн булақлар билән астин булақларни бәрди.
20Төвәндикиләр Йәһуда қәбилисигә уларниң җәмәт-аилилири бойичә тәккән мирас үлүшләрдур: —
21Йәһуда қәбилисиниң әң җәнубиға җайлашқан, Едом чегариси тәрәптики шәһәрләр: — Кабзәәл, Едәр, Ягур,
22Кинаһ, Димонаһ, Ададаһ,
23Кәдәш, Һазор, Йитнан,
24Зиф, Тәләм, Беалот,
25Һазор-һадаттаһ, Кериот-Һәзрон (йәни Һазор),
26Амам, Сема, Моладаһ,
27Һазар-Гаддаһ, Һәшмон, Бәйт-Пәләт,
28Һазар-Шуал, Бәәр-шеба, Бизиотия,
29Баалаһ, Иҗим, Езәм,
30Әлтолад, Кесил, Хормаһ,
31Зиклаг, Мадманнаһ, Сансаннаһ,
32Либаот, Шилһим, Аин вә Риммон қатарлиқлар җәмий жигирмә тоққуз шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди.
33Шәфәлаһ ойманлиғидики шәһәрләр болса Әштаол, Зореаһ, Ашнаһ,

Read Йәшуа 15Йәшуа 15
Compare Йәшуа 15:12-33Йәшуа 15:12-33