Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәшуа - Йәшуа 10

Йәшуа 10:15-42

Help us?
Click on verse(s) to share them!
15Андин Йәшуа билән пүткүл Исраил Гилгалдики чедиргаһқа йенип кәлди.
16Амма у бәш падишаһ болса қечип Маккәдаһтики ғарға йошурунивалди.
17Шуниң билән бириси Йәшуаға мәлум қилип: — У бәш падишаһ тепилди; улар Маккәдаһтики ғарға йошурунивапту, деди.
18Йәшуа: — Ундақ болса ғарниң ағзиға чоң-чоң ташларни жумилитип қоюңлар, андин униң алдида адәмләрни күзәткә қоюңлар.
19Лекин силәр тохтап қалмай дүшмәнлириңларни қоғлап кәйнидә қалғанларни қириңлар; уларни өз шәһәрлиригә киргүзмәңлар, чунки Пәрвәрдигар Худайиңлар уларни қолуңларға тапшуруп бәрди, — деди.
20Андин шундақ болдики, Йәшуа билән Исраиллар буларни қирип қаттиқ мәғлуп қилип йоқатти; лекин қечип қутулған бир қалдуқ мустәһкәм шәһәрлиригә киривалди.
21Андин барлиқ хәлиқ Маккәдаһтики чедиргаһқа, Йәшуаниң қешиға тинич-саламәт йенип кәлди. Һеч ким Исраилларға қарши еғиз ечишқа җүръәт қилалмиди.
22Йәшуа: — Ғарниң ағзини ечип, у бәш падишаһни ғардин чиқирип мениң қешимға елип келиңлар, — деди.
23Улар шундақ қилип бәш падишаһни, йәни Йерусалимниң падишаһи, Һебронниң падишаһи, Ярмутниң падишаһи, Лақишниң падишаһи вә Әглонниң падишаһини ғардин чиқирип униң қешиға елип кәлди.
24У падишаһлар Йәшуаниң қешиға кәлтүрүлгәндә, Йәшуа Исраилниң һәммә адәмлирини чақирип, өзи билән җәңгә чиққан ләшкәр сәрдарлириға: — Келип путлириңларни бу падишаһларниң гәдинигә қоюңлар, — деди. Шундақ девиди, улар келип путлирини уларниң гәдәнлиригә қойди.
25Андин Йәшуа уларға: — Қорқмаңлар вә һеч һодуқмаңлар, қәйсәр вә ғәйрәтлик болуңлар; чүнки Пәрвәрдигар силәр һуҗум қилған барлиқ дүшмәнлириңларға шундақ ишни қилиду, — деди.
26Андин Йәшуа падишаһларни қиличлап өлтүрүп, җәсәтлирини бәш дәрәққә есип қойди; улар дәрәқләрниң үстидә кәчкичә есиқлиқ турди.
27Күн патқанда Йәшуаниң буйруғи билән кишиләр өлүкләрни дәрәқләрдин чүшүрүп, улар илгири йошурунған ғарға ташлап, ғарниң ағзиға чоң-чоң ташларни қоюп қойди. Бу ташлар таки бүкүнгә қәдәр шу йәрдә турмақта.
28У күни Йәшуа Маккәдаһни ишғал қилип, униң падишаһи билән шәһиридики һәммә хәлиқниң бириниму қоймай қиличлап мутләқ йоқатти; у Йерихониң падишаһиға қилғинидәк Маккәдаһниң падишаһиғиму шундақ қилди.
29Андин Йәшуа билән барлиқ Исраиллар Маккәдаһтин чиқип, Либнаһқа берип Либнаһ шәһиригә һуҗум қилди.
30Пәрвәрдигар униму падишаһи билән қошуп Исраилниң қолиға тапшуруп бәрди; Йәшуа уни қилич билән уруп, шәһиридики һәммә хәлиқниң бириниму қоймай қиличлап өлтүрди; у Йерихониң падишаһиға қилғинидәк униң падишаһиғиму шундақ қилди.
31Андин Йәшуа билән барлиқ Исраил Либнаһдин чиқип, Лақишқа берип, уни қамал қилип униңға һуҗум қилди.
32Пәрвәрдигар Лақишни Исраилниң қолиға тапшурди; улар иккинчи күнила уни қилич билән елип, дәл Либнаһқа қилғинидәк, шәһиридики хәлиқниң бириниму қоймай қиличлап өлтүрди.
33У вақитта Гәзәрниң падишаһи Һорам Лақиш шәһиригә мәдәт бериш үчүн чиқип кәлди; лекин Йәшуа уни барлиқ адәмлири билән қошуп уруп, улардин һеч кимни тирик қоймай өлтүрди.
34Андин Йәшуа билән барлиқ Исраил Лақиштин чиқип, Әглонға берип уни қамал қилип, у шәһәргә һуҗум қилди.
35Улар шу күни шәһәрни елип, униңдики адәмләрни қиличлиди; шу күни Йәшуа шәһәрдики барлиқ кишиләрни тәлтөкүс йоқатти; у дәл Лақишқа қилғинидәк, уларғиму шундақ қилди.
36Андин Йәшуа билән Исраилниң һәммиси Әглондин чиқип Һебронға берип, у шәһәргә һуҗум қилди.
37Улар уни елип, дәл Әглонда қилғандәк униң падишаһини қиличлап, униңға қарашлиқ һәммә йеза-кәнтлирини елип, уларниң ичидә олтиришлиқ һәммә адәмниң һеч бирини қоймай қиличлап йоқатти. Йәшуа шәһәрни вә ичидики барлиқ адәмләрни мутләқ йоқатти.
38Андин Йәшуа билән барлиқ Исраиллар Дәбиргә берип, у шәһәргә һуҗум қилди.
39У шәһәрни елип вә униңға қарашлиқ һәммә йеза-кәнтлирини қилич билән уруп, падишаһини тутуп, булардики барлиқ адәмләрниң һеч бирини қоймай тәлтөкүс йоқатти. Йәшуа Һебронға қилғинидәк, Либнаһқа вә униң падишаһиға қилғинидәк, Дәбир билән униң падишаһиғиму шундақ қилди.
40Бу тәриқидә Йәшуа шу пүтүн жутни, йәни тағлиқ районни, җәнубий Нәгәв жутини, Шәфәлаһ ойманлиғини, давандики жутларни һуҗум қилип елип, һәммә жутни ишғал қилип барлиқ падишаһлири билән мәғлуп қилди. Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар буйруғинидәк, у һеч кимни қоймай, бәлки нәпәси барларниң һәммисини мутләқ йоқатти.
41Йәшуа Қадәш-Барнеадин тартип Газағичә болған жутларни, шуниңдәк Гошәнниң пүткүл жутини таки Гибеонғичиму һуҗум билән алди.
42Бу қетимқи урушта Йәшуа бу падишаһларни мәғлуп қилип, уларниң зиминини егилиди. Чүнки Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар Исраил тәрәптә туруп җәң қилди.

Read Йәшуа 10Йәшуа 10
Compare Йәшуа 10:15-42Йәшуа 10:15-42