Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәшая - Йәшая 1

Йәшая 1:1-20

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Уззия, Йотам, Аһаз вә Һәзәкиялар Йәһудаға падишаһ болған вақитларда, Йерусалим вә Йәһуда тоғрисида, Амозниң оғли Йәшая көргән ғайипанә вәһий-аламәтләр: —
2«И асманлар, аңлаңлар! И йәр-зимин, қулақ сал! Чүнки Пәрвәрдигар сөз ейтти: — «Мән балиларни беқип чоң қилдим, Бирақ улар Маңа асийлиқ қилди.  
3Кала болса егисини тонуйду, Ешәкму ғоҗайининиң оқуриға маңидиған йолни билиду, Бирақ Исраил билмәйду, Өз хәлқим һеч йорутулған әмәс.
4Аһ, гунакар «ят әл», Қәбиһликни топлап өзигә жүклигән хәлиқ, Рәзилләрниң бир нәсли, Ниҗис болуп кәткән балилар! Улар Пәрвәрдигардин жирақлишип, «Исраилдики Муқәддәс Болғучи»ни көзигә илмиди, Улар кәйнигә янди.  
5Немишкә йәнә думбаланғуңлар келиду? Немишкә асийлиқ қиливерисиләр? Пүтүн башлириңлар ағрип, Жүригиңлар пүтүнләй зәиплишип кәтти,
6Бешиңлардин айиғиңларғичә сақ йериңлар қалмиди, Пәқәт яра-җараһәт, ишшиқ вә йириң билән толди, Улар тазиланмиған, теңилмиған яки уларға һеч мәлһәм сүрүлмигән.
7Вәтиниңлар чөлләшти; Шәһәрлириңлар көйүп вәйранә болди; Йәр-зиминиңларни болса, ятлар көз алдиңлардила жутувеливатиду; У ятлар тәрипидин дәпсәндә қилинип чөллишип кәтти.
8Әнди үзүмзарға селинған чәллидәк, Тәрхәмәкликкә селинған кәпидәк, Муһасиригә чүшкән шәһәрдәк, Зионниң қизи зәип қалдурулди.
9Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар бизгә азғинә «қалдиси»ни қалдурмиған болса, Биз Содом шәһиригә охшап қалаттуқ, Гоморра шәһириниң һалиға чүшүп қалаттуқ.  
10И Содомниң һөкүмранлири, Пәрвәрдигарниң сөзини аңлап қоюңлар, «И Гоморраниң хәлқи, Худайимизниң қанун-нәсиһитигә қулақ селиңлар!
11Силәр зади немә дәп Маңа атап нурғунлиған қурбанлиқларни сунисиләр?» — дәйду Пәрвәрдигар. — «Мән көйдүрмә қочқар қурбанлиғиңлардин, Бордақ малниң яғлиридин тоюп кәттим, Буқилар, пақланлар, текиләрниң қанлиридин һеч хурсән әмәсмән.  
12Силәр Мениң алдимға кирип кәлгиниңларда, Силәрдин һойла-айванлиримни шундақ дәссәп-чәйләшни ким тәләп қилған?
13Беһудә «ашлиқ һәдийә»ләрни елип келишни болди қилиңлар, Хушбуй болса Маңа жиркиничлик болуп қалди. «Йеңи ай» һейтлири вә «шабат күн»лиригә, Җамаәт ибадәт сорунлириға чақирилишларға — Қисқиси, қәбиһликтә өткүзүлгән дағдуғилиқ жиғилишларға чидиғичилигим қалмиди.
14«Йеңи ай» һейтиңлардин, бекитилгән һейт-байримиңлардин қәлбим нәпрәтлиниду; Улар маңа жүк болуп қалди; Уларни көтирип жүрүштин чарчап кәттим.
15Қолуңларни көтирип дуаға яйғиниңларда, Көзүмни силәрдин елип қачимән; Бәрһәқ, көпләп дуаларни қилғиниңларда, аңлимаймән; Чүнки қоллириңлар қанға боялди.
16Өзүңларни жуюп, паклиниңлар; Қилмишлириңларниң рәзиллигини көз алдимдин нери қилиңлар, Рәзилликни қилиштин қолуңларни үзүңлар;
17Яхшилиқ қилишни үгиниңлар; Адиллиқни издәңлар, Зомигәрләргә тәнбиһ бериңлар, Житим-йесирләрни наһәқлиқтин халас қилиңлар, Тул хотунларниң дәвасини сораңлар.
18Әнди келиңлар, биз муназирә қилишайли, дәйду Пәрвәрдигар, Силәрниң гунайиңлар қип-қизил болсиму, Йәнила қардәк ақириду; Улар қизил қуруттәк тоқ қизил болсиму, Жуңдәк апақ болиду.  
19Әгәр итаәтмән болуп, аңлисаңлар, Зиминдики есил мәһсулаттин бәһримән болисиләр;
20Бирақ рәт қилип йүз өрисәңлар, Қилич билән уҗуқтурулисиләр» — Чүнки Пәрвәрдигар Өз ағзи билән шундақ дегән.

Read Йәшая 1Йәшая 1
Compare Йәшая 1:1-20Йәшая 1:1-20