Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур - Зәбур 97

Зәбур 97:1-5

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Давут язған күй: — Пәрвәрдигарға атап йеңи нахша ейтиңлар; Чүнки У карамәт мөҗизиләрни яратти; Униң оң қоли һәм муқәддәс билиги Өзигә зәпәр-ниҗат кәлтүрди.
2Пәрвәрдигар Өз ниҗатлиғини аян қилди; Һәққанийитини әлләрниң көз алдида ашкарә көрсәтти.
3У Исраил җәмәтигә болған меһир-муһәббитини һәм һәқиқәт-садақитини есигә алди, Зиминниң чәт-яқилириму Худайимизниң ниҗатлиғини көрди.
4Пәрвәрдигарға авазиңларни көтириңлар, пүткүл йәр йүзи; Тәнтәнә қилип авазиңларни көтириңлар, нахша ейтиңлар!
5Пәрвәрдигарға чилтар челип нахша ейтиңлар, Чилтар билән, күйниң садаси билән!

Read Зәбур 97Зәбур 97
Compare Зәбур 97:1-5Зәбур 97:1-5