Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур - Зәбур 80

Зәбур 80:4-16

Help us?
Click on verse(s) to share them!
4Йеңи айда, бәлгүләнгән вақитта, Байрам-һейт күнимиздә нағра-сүнай челиңлар!
5Чүнки бу Исраил үчүн бекитилгән бәлгүлимә, Яқупниң Худасиниң бир пәрманидур.
6У Мисир зиминида жүрүш қилғанлирида, (Шу йәрдә биз чүшәнмәйдиған бир тилни аңлап жүрәттуқ) У буни Йүсүпкә гува қилип бәрди;
7— «Униң мүрисини жүктин сақит қилдим, Униң қоли севәт көтириштин азат болди;
8Қистақчилиқта нида қилдиң, Мән сени азат қилдим; Гүлдүрмама чиққан мәхпий җайдин саңа җавап бәрдим; «Мәрибаһ» сулири бойида сени синидим». Селаһ.
9— «Тиңша, хәлқим, Мән сени гувалар билән агаһландурмән; И Исраил, Маңа қулақ салсаң еди!
10Араңда ят илаһ болмисун, Ят әлдики илаһқа баш әгмигин!
11Сени Мисирдин елип чиққан Пәрвәрдигар Худайиңдурмән; Ағзиңни йоған ач, Мән уни толдуримән.
12— Бирақ хәлқим садайимға қулақ салмиди, Исраилниң Маңа бағланғуси йоқ еди;
13Шуңа Мән уларни өз тәрсалиғиға қоювәттим; Улар өз мәслиһәтлири билән меңиверәтти.
14— Аһ, Мениң хәлқим Маңа қулақ салса еди! Исраил Мениң йоллиримда жүрсә еди!
15Уларниң дүшмәнлирини тезла егилдүрәр едим, Қолумни рәқиплиригә бурап, уларни басар едим.
16Пәрвәрдигарға нәпрәтләнгүчиләр Униң алдида зәиплишип бойсунар еди; Уларниң шу ахирити мәңгүгә болатти;

Read Зәбур 80Зәбур 80
Compare Зәбур 80:4-16Зәбур 80:4-16