Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур - Зәбур 65

Зәбур 65:1-10

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, тарлиқ сазлар билән оқулсун дәп, күй-нахша: — Пүткүл җаһан, хошаллиқ билән Худаға тәнтәнә қилиңлар!
2Униң наминиң улуқлуғини нахша қилип җакалаңлар, Униң мәдһийилирини шәрәплик қилиңлар!
3Худаға: «Сениң қилғанлириң нәқәдәр қорқунучлуқтур! Қудритиң зор болғач, Дүшмәнлириң алдиңда зәиплишип тәслим болиду;
4Барлиқ йәр йүзидикиләр Саңа сәҗдә қилип, Сени күйләп, нахша ейтишиду; Улар намиңни күйләп нахша қилип ейтиду» — дәңлар! Селаһ!
5Келиңлар, Худаниң қилғанлирини көрүңлар; Инсан балилири алдида қилған карамәтлири қорқунучлуқтур.
6У деңизни қуруқлуққа айландурди; Әҗдатлиримиз дәриядинму пиядә өтти; Биз у йәрдә униңдин хурсән болдуқ.
7У қудрити билән мәңгү һөкүм сүриду; Униң көзлири әлләрни күзитип туриду; Асийлиқ қилғучилар мәғрурланмисун! Селаһ!
8И қовмлар, Худайимизға тәшәккүр-мәдһийә ейтиңлар; Униңға болған мәдһийә-һәмдусаналарни яңритиңлар!
9У җенимизни һаятлиқ ичигә тиккән, Путлиримизни тейилдурушларға йол қоймайду.
10Чүнки Сән, и Худа, бизни синидиң; Күмүчни отта тавлиғандәк бизни тавлидиң.

Read Зәбур 65Зәбур 65
Compare Зәбур 65:1-10Зәбур 65:1-10