Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур - Зәбур 49

Зәбур 49:16-20

Help us?
Click on verse(s) to share them!
16Лекин рәзилләргә Худа шундақ дәйду: — «Мениң әмирлиримни баян қилишқа немә һәққиң бар? Әһдәмни тилға алғидәк сән ким едиң?
17Сән Мениң тәлимлиримдин йиргәндиң, Сөзлиримни рәт қилдиң әмәсму?
18Оғрини көрсәң, сән униңдин зоқ алдиң, Зинахорлар билән шерик болдуң;
19Ағзиңдин яман гәп чүшмәйду; Тилиң ялғанчилиқни тоқуйду.
20Өз қериндишиңниң яман гепини қилип олтирисән, Анаңниң оғлиға төһмәт қилисән.

Read Зәбур 49Зәбур 49
Compare Зәбур 49:16-20Зәбур 49:16-20