15Бирақ мән путлишип кәткинимдә, Улар хошал болушуп кәткән еди, Бир йәргә җәм болди; Дәрвәқә җәм болушуп мошу зораванлар маңа қарши чиқишти, Бирақ хәвирим йоқ еди. Улар мени парә-парә қилиш үчүн тохтимай зәрбә беришти.
16Худди бир чишләм пошкал үстидә чақчақ вә талаш қилған худасизлардәк, Улар маңа чишлирини ғучурлитип хирис қилишти.
17И Рәб, қачанғичә пәрва қилмайсән? Җенимни уларниң һалакитидин қутқузғайсән, Мениң бирдин-бир һаятимни мушу житқуч ширларниң ағзидин тартивалғайсән!