Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур - Зәбур 33

Зәбур 33:9-18

Help us?
Click on verse(s) to share them!
9|ט| Пәрвәрдигарниң меһриванлиғини тетип, билгин, Униңға ишинип таянған адәм немидегән бәхитликтур!
10|י| И Униң муқәддәс бәндилири, Пәрвәрдигардин әйминиңлар! Чүнки Униңдин әйминидиғанларниң һеч нәрсиси кам болмас.
11|כ| Күчлүк асланлар озуқсиз қелип ач қалсиму, Амма Пәрвәрдигарни издигүчиләрниң һеч бир яхши нәрсиси кам болмас.
12|ל| Келиңлар балилирим, маңа қулақ селиңлар; Мән силәргә Пәрвәрдигардин әйминишни үгитип қояй.
13|מ| Һаятни әтиварлайдиған киши ким? Кимниң узун вә яхши күнләрни көргүси бар?
14|נ| Ундақта тилиңни яманлиқтин тартип жүр, Ләвлириң мәккарлиқтин нери болсун;
15|ס| Яманлиқтин айрилип жирақ болуп, гөзәл әмәлләрни қилип жүр; Аман-хатирҗәмликни издәп, уни қоғлап жүр.
16|ע| Пәрвәрдигарниң көзи һәққанийларниң үстидә туриду, Униң қулиқи уларниң илтиҗалириға очуқ туриду;
17|פ| Пәрвәрдигарниң чирайи рәзиллик қилғучиларға қарши чиқар, Уларниң һәр қандақ нам-хатирилирини йәр йүзидин елип ташлар;
18|צ| Һәққанийлар илтиҗа қилиду, Пәрвәрдигар аңлайду, уларни барлиқ азап-мушәққәтлиридин қутқузиду;

Read Зәбур 33Зәбур 33
Compare Зәбур 33:9-18Зәбур 33:9-18