1Давут язған күй: — Пәрвәрдигарға мәнсүптур, җаһан вә униңға толған һәммә мәвҗудатлар; Униңға тәәллуқтур йәр йүзи вә униңда туриватқанларму;
2Чүнки җаһанниң улини чоңқур деңизлар үстигә орунлаштуруп, Йәрни сулар үстигә орнатқан Удур.
3Пәрвәрдигарниң теғиға ким чиқалайду? Униң муқәддәс җайиға ким кирип туралайду?
4— Қоллири гунадин пакиз, дили сап, Қуруқ нәрсиләргә тәлмүрүп қаримиған, Ялған қәсәм қилмиған киши кирәләйду.