4Адәм болса бир нәпәстурла, халас; Униң күнлири өтүп кетиватқан бир көләңгидур, халас.
5И Пәрвәрдигар, асманларни егилдүрүп чүшкәйсән; Тағларға тегип улардин ис-түтәк чиқарғайсән;
6Чақмақларни чаққузуп уларни тарқитивәткәйсән; Оқлириңни етип уларни қийқас-сүрәнгә салғайсән;
7Жуқиридин қоллириңни узитип, Мени азат қилғайсән; Мени улуқ сулардин, Яқа жуттикиләрниң чаңгилидин чиқарғайсән.
8Уларниң ағзи қуруқ гәп сөзләйду, Оң қоли алдамчи қолдур.
9И Худа, мән Саңа атап йеңи нахша ейтимән; Онтарға тәңкәш болуп Саңа күйләрни ейтимән.