Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Батур Һакимлар - Батур Һакимлар 19

Батур Һакимлар 19:17-25

Help us?
Click on verse(s) to share them!
17У бешини көтирип қарап, бу йолучиниң шәһәрниң мәйданида олтарғинини көрүп униңдин: — Қәйәрдин кәлдиң? Қәйәргә барисән? — дәп сориди.
18У җавап берип: — Биз Йәһуда жутидики Бәйт-Ләһәмдин Әфраим тағлиғиниң чәт яқилириға кетип баримиз; мән әсли шу җайдин болуп, Йәһуда жутидики Бәйт-Ләһәмгә барған едим; ишлирим Пәрвәрдигарниң өйигә мунасивәтлик еди; лекин бу йәрдә һеч ким мени өйигә тәклип қилмиди.
19Бизниң ешәклиримизгә беридиған саман вә боғузимиз бар, өзүм, дедәклири, шундақла кәминилириң билән болған жигиткиму нан вә шараплар бар, бизгә һеч немә кам әмәс, — деди.
20Буни аңлап қери киши: — Теч-аман болғайсән; силәриң муһтаҗлириңларниң һәммиси мениң үстүмгә болсун, амма кочида ятмаңлар! — дәп,
21уни өз өйигә елип берип, ешәклиригә йәм бәрди. Меһманлар путлирини жуюп, йәп-ичип ғизаланди.
22Улар көңлидә хуш болуп турғинида, мана, шәһәрниң адәмлиридин бир нәччәйлән, йәни бир қанчә лүкчәк келип өйни қоршивелип, ишикни уруп-қеқип, өйниң егиси болған қери кишигә: — Сениң өйүңгә кәлгән шу кишини бизгә чиқирип бәргин, униң билән йеқинчилиқ қилимиз, — деди.  
23Буни аңлап өй егиси уларниң қешиға чиқип уларға: — Болмайду, әй бурадәрлирим, силәрдин өтүнүп қалай, мундақ рәзилликни қилмаңлар; бу киши мениң өйүмгә меһман болуп кәлгән екән, силәр бундақ ипласлиқ қилмаңлар.
24Мана, мениң пак бир қизим бар, йәнә у кишиниң кенизиги бар. Мән уларни қешиңларға чиқирип берәй, силәр уларни аяқ асти қилсаңлар мәйли, нәзириңларға немә хуш яқса уларни шундақ қилиңлар, лекин бу кишигә мушундақ ипласлиқ ишни қилмаңлар, — деди.
25Лекин у адәмләр униңға қулақ салмиди; йолучи кенизигини уларниң алдиға сөрәп чиқирип бәрди. Улар униң билән биллә болуп кәчтин әтигәнгичә аяқ асти қилди; улар таң йоруғанда андин уни қоюп бәрди.

Read Батур Һакимлар 19Батур Һакимлар 19
Compare Батур Һакимлар 19:17-25Батур Һакимлар 19:17-25