Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Батур Һакимлар - Батур Һакимлар 18

Батур Һакимлар 18:4-11

Help us?
Click on verse(s) to share them!
4У уларға җавапән: — Микаһ маңа мундақ-мундақ қилип, мени яллап өзигә каһин қилди, деди.
5Буни аңлап улар униңға: — Ундақ болса бизниң маңған сәпиримизниң оңушлуқ болидиған-болмайдиғанлиғини билмикимиз үчүн, Худадин сорап бәргин, — деди.
6Каһин уларға: — Хатирҗәм беривериңлар. Маңған йолуңлар Пәрвәрдигарниң алдидидур, — деди.
7Шуниң билән бу бәш адәм чиқип, Лаиш дегән җайға йетип кәлди. Улар у йәрдики хәлиқниң теч-аман яшаватқинини, турмушиниң Зидонийларниң өрп-адәтлири бойичә екәнлигини, хатирҗәмлик вә раһәт ичидә туруватқинини көрди; шу зиминда уларни хар қилғучи һеч қандақ һоқуқдар йоқ еди; улар Зидонийлардин жирақта туратти, шундақла башқилар биләнму һеч қандақ барди-кәлди қилишмайтти.
8Бәш палван Зореаһ вә Әштаолға өз қериндашлириниң қешиға қайтип кәлди. Қериндашлири улардин: — Немә хәвәр елип кәлдиңлар? — дәп сориди.
9Улар җавапән: — Биз қопуп уларға һуҗум қилайли! Чүнки биз шу зиминни чарлап кәлдуқ, мана, у интайин яхши бир жут екән. Әнди немишкә қимир қилмай җим олтирисиләр? Әнди дәрһал берип, у жутни елишқа әзмәңләрни әзмәңлар, берип һуҗум қилип зиминни егиләңлар.
10У йәргә барғиниңларда силәр теч-аман туруватқан бир хәлиқни, һәр әтрапиға созулған кәң-азатә бир зиминни көрисиләр! Худа у йәрни силәрниң қолуңларға тапшурғандур. У жутта йәр йүзидә тепилидиған барлиқ нәрсиләрдин һеч бири кам әмәс, деди.
11Шуниң билән Данларниң җәмәтидин алтә йүз адәм җәңгә қураллинип, Зореаһ вә Әштаолдин чиқип маңди.

Read Батур Һакимлар 18Батур Һакимлар 18
Compare Батур Һакимлар 18:4-11Батур Һакимлар 18:4-11